Top Banner
1 Муқəддəс Китап Инҗил (Йеңи Келишим) Тəврат, Зəбур, Пəйғəмбəрлəрниң Язмилири (Кона Келишимдин талланмилар) Һазирқи заман уйғурчə тəрҗимиси
774

Муқəддəс Китапumkj.org/wp-content/uploads/Muqeddes_Kitap_Siril.pdf9 Андин Худа «Асманниң астидики сулар бир йəргə жиғилсун

Feb 16, 2020

Download

Documents

dariahiddleston
Welcome message from author
This document is posted to help you gain knowledge. Please leave a comment to let me know what you think about it! Share it to your friends and learn new things together.
Transcript
  • 1

    Муқəддəс

    Китап

    Инҗил (Йеңи Келишим) Тəврат, Зəбур, Пəйғəмбəрлəрниң Язмилири

    (Кона Келишимдин талланмилар)

    Һазирқи заман уйғурчə тəрҗимиси

  • 2

  • 3

    Мундəриҗə

    Тəвраттин талланмилар:

    Алəмниң яритилиши………………………………………………… 6

    Мицирдин чиқиш……………………………………………………. 98

    Рут………………………………………………………………….… 170

    Әстир…………………………………………………………………. 179

    Юнус…………………………………………………………………. 196

    Инҗил

    Мəтта ваян қилған Хуш Хəвəр ..…………………………………… 202

    Маркус ваян қилған Хуш Хəвəр.……………………………………. 270

    ЛУқа ваян қилған Хуш Хəвəр ....………………………………….… 316

    Юһанна ваян қилған Хуш Хəвəр……………………………………. 389

    Һəзрити Әйса əлчилириниң паалийəтлири...………………………. 445

    Яқуп язған хəт……………………………………………………….. 513

    Петрус язған биринчи хəт…………………………………………… 522

    Петрус язған иккинчи хəт…………………………………………… 533

    Юһанна язған биринчи хəт…………………………………………. 540

    Юһанна язған иккинчи хəт…………………………………………. 549

    Юһанна язған үчинчи хəт…………………………………………… 553

    Йəһуда язған хəт……………………………………………………... 556

    Римлиқларға йезилған хəт………………………………………….. 560

    Коринтлиқларға йезилған биринчи хəт……………………………. 592

    Коринтлиқларға йезилған иккинчи хəт…………………………….. 623

    Галатиялиқларға йезилған хəт……………………………………… 642

    Әфəсликлəргə йезилған хəт…………………………………………. 654

    Филипиликлəргə йезилған хəт……………………………………… 665

    Колосилиқларға йезилған хəт………………………………………. 674

    Салоникилиқларға йезилған биринчи хəт…………………………. 682

    Салоникилиқларға йезилған иккинчи хəт………………………….. 689

    Тимотийға йезилған биринчи хəт…………………………………... 694

    Тимотийға йезилған иккинчи хəт…………………………………... 703

    Титусқа йезилған хəт………………………………………………... 710

    Филимунға йезилған хəт……………………………………………. 715

    Ибранийларға йезилған хəт…………………………………………. 719

    Вəһийлəр……………………………………………………………... 743

  • 4

    Тəвраттин талланмилар,

    Зəбур,

    Пəйғəмбəрлəрниң

    Язмилиридин талланмилар

  • 5

    Аләмниң яритилиши

    Қисқичә чүшәндүрүш

    «Аләмниң яритилишида» дуния вә инсанларниң яритилиши, гуна вә

    азап-оқубәтләрниң пәйда болуши һәм Худаниң инсанлар билән болған

    алақиси қатарлиқ мәзмунлар баян қилиниду. Адәм ата билән Һава ана, Нуһ

    пәйғәмбәр вә топан апити һәм Ибраһим вә униң Худаға болған күчлүк

    ишәнчи тоғрисидики мәзмунларму тәсвирлиниду. Униңдин кейин

    Ибраһимниң оғуллири Исмаил, Исһақ вә нәврилири, болупму Йүсүп һәм

    Йүсүп дәвридә йүз бәргән вақиәләр түпәйлидин йәһудийларниң

    әҗдатлириниң Мисирға көчүп кәткәнлиги тоғрисидики мәзмунлар баян

    қилиниду.

    Тезис:

    1. Алəмниң яритилиши (1-2-баплар)

    2. Гунаниң пəйда болуши (3-бап)

    3. Адəм атиниң əвлатлири (4-5-баплар)

    4. Топан апити вə Нуһ пəйғəмбəр (6-10-баплар)

    5. Тилниң қалаймиқанлаштуруветилиши (11-бап 1-9-айəтлəр)

    6. Ибраһимниң чақирилиши вə униң һаяти (11-бап 10-айəттин 25-бап

    11-айəткичə)

    7. Ибраһимниң əвлатлири (25-бап 21-айəттин 45-бапқичə)

    8. Исраилларниң Мисирға бериши вə у йəрдə туруп қелиши

    (46-50-баплар)

  • 6

    Аләмниң яритилиши

    Худаниң аләмни яритиши 1 Худа һəммидин бурун пүтүн алəмни яратти.

    2 У чағда йəр шари шəкилсиз

    вə қуп-қуруқ һалəттə болуп, суларни қараңғулуқ қаплиған еди. Худаниң

    Роһи су үстидə аста пəрваз қилип жүрəтти. 3 Худа: «Йоруқлуқ болсун!» дегəн еди, йоруқлуқ пəйда болди.

    4‑5 Худа

    йоруқлуқниң яхши екəнлигини көрди. Шуниң билəн У йоруқлуқни

    қараңғулуқтин айриди вə йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни болса «кечə»

    дəп атиди. Кечə-күндүз өтүп, бу тунҗа күн болди. 6 Андин Худа: «Суларниң жуқури-төвəн иккигə айрилип туруши үчүн,

    уларниң арисида бир һава бошлуғи болсун!» дəп əмир қилди. 7 Шуниң

    билəн бир һава бошлуғи пəйда болуп, униң астидики суларни үстидики

    сулардин айриди. Худаниң əмри билəн шундақ болди. 8 Худа бу һава

    бошлуғини «асман» дəп атиди. Кечə-күндүз өтүп, бу иккинчи күн болди. 9 Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йəргə жиғилсун вə қуруқ

    топа көрүнсун!» деди. Худаниң əмри билəн шундақ болди. 10

    Худа қуруқ

    топини «йəр», жиғилған суларни болса «деңиз» дəп атиди. Худа буларниң

    яхши екəнлигини көрди. 11

    Андин Худа йəнə: «Йəрдə һəр хил өсүмлүклəр; уруқлуқ вə мевилик

    болуп, өз түрлири бойичə үнүп чиқсун!» деди. Худаниң əмри билəн шундақ

    болди. 12

    Шуниң билəн йəр йүзидə һəр хил уруқлуқ вə мевилик өсүмлүклəр

    өз түрлири бойичə үнүп чиқти. Худа буларниң яхши екəнлигини көрди. 13

    Кечə-күндүз өтүп, бу үчинчи күн болди. 14

    Худа йəнə: «Асманда йоруқлуқ беридиған җисимлар болсун. Улар кечə

  • 7

    билəн күндүзни пəриқлəндүрүп, күн, пəсил вə жилларни айрип турушта

    бəлгү болсун. 15

    Бу җисимлар нур чечип, йəр йүзини йорутуп турсун!» дəп

    əмир қилди. Худаниң əмри билəн шундақ болди. 16

    Худа йоруқлуқ

    беридиған икки чоң җисимни яратти, қуяшни күндүзни башқуридиған,

    айни кечини башқуридиған қилди. Һəм Худа йəнə юлтузларниму яратти. 17

    ‑18 Йəр йүзини йорутуш, күндүз билəн кечини башқуридиған қилиш вə

    йоруқлуқни қараңғулуқтин айриш үчүн, Худа йоруқлуқ беридиған

    җисимларни асманға орунлаштурди вə уларниң яхши екəнлигини көрди. 19

    Кечə-күндүз өтүп, бу төртинчи күн болди. 20

    Худа йəнə: «Су һəр хил җанлиқлар билəн толсун, асманда һəр хил учар

    қанатлар учсун!» дəп əмир қилди. 21

    Буниң билəн Худа суда яшайдиған

    əҗайип-ғарайип җанлиқларни, һəр хил чоң-кичик белиқларни вə асмандики

    һəр хил учар қанатларни өз түрлири бойичə яратти. Худа бу җанлиқларниң

    яхши екəнлигини көрди. 22

    Худа бу җанлиқларға бəхит ата қилип: «Суда

    яшиғучи җанлиқлар көпийип, деңиз-муһитларни толтурсун, учар қанатлар

    йəр йүзидə көпəйсун!» деди. 23

    Кечə-күндүз өтүп, бу бəшинчи күн болди. 24

    Худа йəнə: «Йəр йүзидə һəр хил җаниварлар — өй һайванлири вə

    чоң-кичик явайи һайванатлар пəйда болсун!» деди. Худаниң əмри билəн

    шундақ болди. 25

    Шуниң билəн Худа йəр йүзидə һəр хил җаниварларни өз

    түрлири бойичə яратти вə уларниң яхши екəнлигини көрди. 26

    Андин Худа: «Бизниң обризимиздəк, йəни роһий җəһəттин Бизгə

    охшайдиған инсанларни яритайли. Улар һəр хил җаниварларни

    —деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, барлиқ өй

    һайванлири вə чоң-кичик явайи һайванатларни башқуридиған болсун!» дəп

    əмир қилди.

    27 Буниң билəн Худа инсанни Өз обризидəк яратти,

    Уни Өзигə охшайдиған қилип яратти,

    Шундақла уларни əр вə аял қилип яратти.

    28 Худа уларға бəхит ата қилип мундақ деди: «Пəрзəнт көрүп көпийиңлар,

    йəр йүзини қаплап, дунияни бойсундуруңлар. Шундақла деңиз-муһиттики

    белиқлар, асмандики учар қанатлар, шуниңдəк пүтүн җаниварларни

    башқуруңлар. 29

    Мəн силəргə пүтүн йəр йүзидики һəр хил зираəт вə

    мевилəрни озуқлуқ қилип бəрдим. 30

    Барлиқ чоң-кичик һайванатлар вə учар

    қанатлар қатарлиқ һəр хил мəхлуқларға болса, от-чөп вə көктатларни

    озуқлуқ қилип бəрдим».

    Худаниң əмри билəн шундақ болди. 31

    Худа яратқанлириниң һəммисигə

    қарап, уларниң яхши екəнлигини көрди. Кечə-күндүз өтүп, бу алтинчи күн

    болди.

    2 1 Шундақ қилип, алəм пүткүл мəвҗудатлири билəн яритилип болди.

  • 8

    2 Йəттинчи күни кəлгəндə, Худа яритиш ишини тамамлап болған болуп, у

    күни арам алди. 3 У йəттинчи күнни бəхитлик күн қилип, уни «муқəддəс

    күн» дəп җакалиди, чүнки бу күн Худа яритишни тамамлап, арам алған күн

    еди.

    Ерәм бағ 4‑5 Пəрвəрдигар Худаниң алəмни яритиши җəриянида мундақ ишлар

    болди: Пəрвəрдигар Худа алəмни яратқанда, йəр йүзидə от-чөп вə зираəтлəр

    йоқ еди, чүнки Худа техи ямғур яғдурмиған еди, шундақла йəргə

    терилғулуқ қилидиған адəмму йоқ еди. 6 Амма йəрдин су чиқип, пүтүн

    зиминни суғарди. 7 Андин Пəрвəрдигар Худа йəрниң тописидин Адəм

    *

    атини ясиди вə униң бурнидин һаятлиқ нəпəсини пүвлиди. Буниң билəн

    Адəм атиға һаятлиқ берилди. 8 Пəрвəрдигар Худа шəриқтики Ерəм дегəн җайда бир бағ бəрпа қилип,

    Өзи яратқан адəмни у йəргə орунлаштурди. 9 Пəрвəрдигар Худа у йəрдə

    йəнə мевилири шерин вə чирайлиқ һəр хил дəрəқлəрни өстүрди. Бағниң

    оттурисида алаһидə икки түп дəрəқ бар еди. Бири «Һаятлиқ беридиған

    дəрəқ» болуп, йəнə бири «Яхши билəн яманни билдүридиған дəрəқ» еди. 10

    Ерəм дегəн йəрдин бир дəрия еқип келип, бағни суғиратти. Бағдин

    чиққан су төрткə бөлүнəтти. 11

    Биринчиси Пишон дəрияси болуп, алтун

    чиқидиған Һавилаһ дегəн йəрни айлинип өтиду. 12

    У йəрниң алтуни сап, у

    йəрдин йəнə кам учрайдиған хуш пурақлиқ девирқай вə йоллуқ һеқиқ

    чиқиду. 13

    Иккинчиси Гиһон дəрияси болуп, Куш дегəн йəрни айлинип

    өтиду. 14

    Үчинчиси Диҗлə дəрияси болуп, Ассурниң шəрқидин еқип өтиду.

    Төртинчиси Фират дəриясидур. 15

    Пəрвəрдигар Худа Адəм атини Ерəм баққа ишлəп уни пəрвиш қилсун,

    дəп у йəргə қойған еди. 16

    Пəрвəрдигар Худа Адəм атиға əмир қилип:

    — Бағдики мевилəрни халиғиниңчə йə. 17

    Амма «Яхши билəн яманни

    билдүридиған дəрəқниң» мевисини һəргиз йемə, чүнки уни йесəң, чоқум

    өлисəн! * — деди.

    Һава аниниң яритилиши 18

    Кейин Пəрвəрдигар Худа: «Адəмниң ялғуз яшиши яхши əмəс, униңға

    лайиқ болғидəк бир ярдəмчи һəмра яритай», деди. 19

    Буниң билəн

    Пəрвəрдигар Худа йəрдики топидин яратқан һəр хил һайванат вə учар

    қанатларни Адəм атиниң алдиға уларға исим қойсун, дəп кəлтүрди. Адəм

    ата уларға қандақ исим қойса, шундақ атилип кəлди. 20

    Адəм ата барлиқ

    *2:7 7. Ибраний тилида «топа» вə «адəм» дегəн сөзлəрниң тəлəппузи

    йеқин.

    *2:17 17. Өлүш — бу йəрдə тилға елинған өлүш Худадин айрилиш, йəни

    роһий җəһəттики өлүш вə униң нəтиҗиси болған җисманий җəһəттики

    өлүшни көздə тутиду.

  • 9

    учар қанат вə һайванларға исим қойди. Һалбуки, уларниң арисида өзигə

    лайиқ болғидəк бирəр ярдəмчи һəмра йоқ еди. 21

    Шуңа Пəрвəрдигар Худа Адəм атини қаттиқ ухлитивəтти. У

    ухлаватқанда, Худа униң бир тал қовурғисини елип, у йəрни униң гөши

    билəн йепип қойди. 22

    Пəрвəрдигар Худа алған қовурға сүйигидин бир аял

    ясап, уни Адəм атиниң алдиға елип кəлди. 23

    Адəм ата хошал һалда мундақ деди:

    — Мана əнди сүйиги мениң сүйигимдин, гөши мениң гөшүмдин елинған,

    маңа охшаш хилдики бири болди! У «аял» * дəп аталсун, чүнки у əрдин

    елинған. 24

    Бир адəмниң ата-анисидин айрилип, * аяли билəн бирлишип бир тəн

    болуши, əйнə шу сəвəптиндур. 25

    У чағда Адəм ата билəн униң аялиниң һəр

    иккилиси ялиңач болуп, номус қилишматти.

    3

    Адәм атиниң Худаниң әмригә хилаплиқ қилиши 1 Илан Пəрвəрдигар Худа яратқан һайванларниң ичидə əң һелигəри еди. У

    аялдин:

    — Худа бағдики һəр қандақ дəрəқниң мевисини йейишиңларни расттинла

    мəнъий қилдиму? — дəп сориди. 2 Аял:

    — Бағдики дəрəқлəрниң мевилирини йесəк болиду. 3 Пəқəт бағниң

    оттурисидики дəрəқниң мевисини йесəк болмайду. Худа бизниң бу

    дəрəқниң мевисини йейишимизни, һəтта униңға қол тəккүзүшимизниму

    мəнъий қилди. Әгəр бу ишни қилсақ, өлимиз,—дəп җавап бəрди. 4 Илан аялға җававəн мундақ деди:

    — Ялған! Һəргиз өлмəйсилəр! 5 Худа силəрниң уни йесəңлар,

    көзүңларниң ечилип, Өзигə охшаш яхши билəн яманни билидиған болуп

    қалидиғанлиғиңларни билиду. 6 Аял бу дəрəқниң мевисиниң чирайлиқ вə шерин екəнлигини көрүп, уни

    йесə қанчилик əқиллиқ болуп кетидиғанлиғини ойлап, мевидин үзүп йеди

    вə уни йенида турған еригиму бəрди. Уму йеди. 7 Улар мевини йейиши

    билəнла көзлири ечилип, өзлириниң ялиңачлиғини билип номус қилишти.

    Шуңа улар əнҗир йопурмақлирини бир-биригə четип, бəдəнлирини

    йепивелишти. 8 Шу күнниң салқин чүшкəн вақтида, улар Пəрвəрдигар Худаниң бағда

    меңип жүргəн тивишини аңлап, дəрəқзарлиқниң арисиға

    *2:23 23. Ибраний тилида «аял» дегəн сөз аһаң җəһəттə «əр» дегəн сөзгə

    наһайити йеқин болуп, ушбу сөз шуниңдин кəлгəн.

    *2:24 24. Бир адəмниң ата-анисиниң башқуруш даирисидин əркин

    болуши, дегəн чүшəнчини бериду.

  • 10

    йошурунувелишти. 9 Лекин Пəрвəрдигар Худа Адəм атиға:

    — Сəн қəйəрдə? — дəп вақириди. 10

    Адəм ата:

    — Мəн Сениң бағда меңип жүргəнлигиңни аңлап, ялиңачлиғимдин номус

    қилип, Сениңдин қорқуп йошурунувалдим, — дəп җавап бəрди. 11

    Худа униңдин:

    — Ялиңачлиғиңни саңа ким ейтти? Яки Мəн йемə дегəн мевини йедиңму?

    — дəп сориди. 12

    Адəм ата:

    — Сəн маңа һəмра болсун дəп бəргəн аял у мевидин маңа бəргəн еди.

    Шуниң үчүн йедим, — дəп җавап бəрди. 13

    Пəрвəрдигар Худа аялдин:

    — Немə үчүн шундақ қилдиң? — дəп сориди.

    — Мени илан аздурди, шуңа йедим, — дəп җавап бəрди аял.

    Худаниң Адәм ата билән Һава анини җазалиши 14

    Шуниң билəн Пəрвəрдигар Худа иланға:

    — Бу қилмишиң үчүн җазаға тартилисəн! Барлиқ һайванатлар ичидə пəқəт

    сəнла мону лəнəтлəргə қалисəн:

    «Һазирдин башлап йəр беғирлап меңип,

    Өмүрвайəт топа йəйсəн. 15

    Сени аял билəн дүшмəн қилимəн.

    Униң əвлади билəн сениң əвладиңму

    Дүшмəнлишип өтиду.

    Униң Әвлади сениң бешиңни йəнчийду,

    Сəн Униң тапинини чақисəн», деди.

    16 Кейин Пəрвəрдигар Худа аялға:

    — Һамилдарлиғиңниң азавини һəссилəп ашуримəн. Туғутуңниң

    толғиғиниму көп қилимəн. Шундақтиму ериңгə күчлүк иштияқ бағлайсəн, у

    сени башқуриду, — деди. 17

    Пəрвəрдигар Худа Адəм атиға:

    — Аялиңниң сөзигə кирип, Мəн йейишни мəнъий қилған мевини

    йегəнлигиң түпəйлидин, йəрму лəнитимгə учриди. Сəн əнди өмүрвайəт

    җапалиқ ишлəш билəнла озуқлинисəн. 18

    Йəрдин тикəн вə қамқақ үниду, сəн

    болсаң йəрдики зираəтлəрни йəйсəн. 19

    Баш-көзүң тəргə чөмгəндила

    тойғидəк бир нəрсə йəлəлəйсəн, таки өлүп топиға айлинип кəткичə иштин

    баш көтирəлмəйсəн. Топидин яритилдиң, шуңа йəнə топиға қайтисəн! —

    деди. 20

    Адəм ата аялиға Һава * дегəн исимни қойди, чүнки у инсанларниң аниси

    еди. 21

    Пəрвəрдигар Худа Адəм ата билəн униң аялиға һайванниң

    *3:20 20. Һава — ибраний тилидики «һаятлиқ» дегəн сөз билəн аһаңдаш.

  • 11

    терисидин кийим қилип, кийдүрүп қойди.

    Адәм ата билән Һава аниниң Ерәм бағдин қоғлиниши 22

    Андин Пəрвəрдигар Худа мундақ деди:

    — Адəм ата Бизгə охшаш яхши билəн яманни билидиған болуп қалди.

    Әнди униң «Һаятлиқ беридиған дəрəқниң» мевисини йəп қоюшидин

    сақлинишимиз керəк. Болмиса, у мəңгү яшайду! 23

    Шуниң билəн Пəрвəрдигар Худа уларни Ерəм бағдин қоғлап чиқирип,

    йəргə, йəни өзлири əсли яритилған топиға ишлəйдиған қилип қойди. 24

    Андин Худа Адəм атини һаятлиқ беридиған дəрəққə йеқинлашмисун дəп,

    Ерəм бағниң шəриқ тəрипигə «керуб» дəп атилидиған мəхлуқларни вə биси

    от чечип, у ян бу ян қозғилип ялтирап туридиған бир қилични

    орунлаштурди.

    4

    Қабил билән Һабил 1 Адəм ата аяли Һава ана билəн биллə болди. Һава ана һамилдар болуп, бир

    оғул туғди. У: «Пəрвəрдигарниң ярдими билəн бир оғулға егə болдум»,

    деди вə исмини Қабил * қойди.

    2 Кейин у йəнə бир оғул туғуп, исмини Һабил

    қойди. Иккиси чоң болғандин кейин, Һабил падичи болди, Қабил болса

    дехан болди. 3 Һосул мəзгили кəлгəндə, Қабил йəрниң мəһсулатидин елип

    Пəрвəрдигарға тəғдим қилди. 4 Һабилму қой падиси ичидин тунҗа туғулған

    қозилардин союп, таза семиз йеридин Пəрвəрдигарға тəғдим қилди.

    Пəрвəрдигар Һабилни вə униң соғисини қобул қилди. 5 Бирақ Қабилни вə

    униң соғисини қобул қилмиди. Буниңдин интайин хапа болған Қабилниң

    чирайи тутулуп кəтти. 6 Шу чағда Пəрвəрдигар Қабилға:

    — Немишкə хапа болисəн? Чирайиң немишкə тутулуп кəтти? 7 Әгəр дурус

    иш қилған болсаң, сениму қобул қилған болаттим! Бирақ яманлиқ қилсаң,

    гуна худди ишик алдида етилмақчи болуп турған явайи иштқа охшаш сениң

    вуҗудуңни чирмавалиду. У сени өз илкигə алмақчи болсиму, лекин сəн уни

    йеңишиң лазим! — деди. 8 Кейин Қабил иниси Һабилға:

    — Җүр, далада сəйлə қилип келəйли! — деди. Улар даладики вақтида,

    Қабил инисиға қол селип, уни өлтүрүвəтти. 9 Пəрвəрдигар Қабилдин:

    — Иниң Һабил қени? — дəп сориди.

    — Билмəймəн, мəн инимниң баққучисимидим? — дəп җавап бəрди у. 10

    Пəрвəрдигар кəйнидинла уни:

    — Бу немə қилғиниң? Иниңниң интиқам елиш үчүн дат-пəрият

    *4:1 1. Қабил — ибраний тилидики «егə болдум» дегəн сөз билəн аһаңдаш.

  • 12

    қиливатқан қени Маңа көрүнүп туриду. 11

    Сəн əнди лəнəткə учрайсəн.

    Буниңдин кейин бу йəрдə туралмайсəн! Чүнки сəн иниңни өлтүрдүң, йəргə

    қан төктүң. 12

    Сəн йəргə ишлигəн тəғдирдиму, йəр саңа һосул бəрмəйду. Сəн

    əнди сəрсан болуп, йəр йүзидə сəргəрданлиқта жүрисəн, — дəп əйиплиди. 13

    Буни аңлиған Қабил Пəрвəрдигарға мундақ деди:

    — Мəн бундақ еғир җазани көтирəлмəймəн. 14

    Сəн мени бу йəрдин қоғлап,

    һозуруңдин һайдаватисəн! Мəн əнди өй-макансиз, сəрсан болуп, йəр йүзидə

    сəргəрданлиқта жүримəн. Мени көргəнла киши өлтүрүветиду! 15

    Лекин Пəрвəрдигар:

    — Яқ, сени өлтүргəн киши йəттə һəссə қаттиқ җазалиниду, —деди.

    Шуниң билəн Пəрвəрдигар Қабилни өлтүрмəкчи болғанларни

    агаһландуруш үчүн, униң пешанисигə алаһидə бəлгү қоюп қойди. 16

    Буниң

    билəн Қабил Пəрвəрдигарниң һозуридин чиқип, Ерəм бағниң шəриқ

    тəрипидики Нод дегəн җайда олтирақлишип қалди.

    Қабилниң әвлатлири 17

    Қабил аяли билəн биллə болди. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туғди.

    Униң исмини Һанух қойди. Қабил бир шəһəр бена қилип, шəһəрни оғлиниң

    исмида атиди. 18

    Һанухтин Ирад төрəлди, Ирадтин Меһуяил төрəлди,

    Меһуяилдин Метушаил төрəлди, Метушаилдин Ламик төрəлди. 19

    Ламик икки хотун алди, бириниң исми Адə, йəнə бириниң исми Зиллə

    еди. 20

    Адə Ябални туғди. Ябал көчмəн малчиларниң бовиси болди. 21

    Униң

    инисиниң исми Юбал еди. Юбал чилтар вə нəй чалғучиларниң бовиси

    болди. 22

    Зиллə Тубал-Қайин дегəн бир оғулни туғди. Тубал-Қайин мис,

    төмүр җабдуқларни ясиғучиларниң бовиси болди. Тубал-Қайинниң Нəимə

    исимлиқ бир сиңлиси бар еди. 23

    Ламик икки аялиға по ейтип, мундақ деди:

    «Әй Адə билəн Зиллə, сөзүмгə қулақ селиңлар!

    Әй аяллирим, көңүл қоюп аңлаңлар!

    Мени яридар қилған бир адəмни өлтүрдүм.

    Мени урған бир яшни өлтүрдүм. 24

    Қабилни өлтүргүчи йəттə һəссə җазаланса,

    Мени өлтүргүчи йəтмиш йəттə һəссə җазалиниду».

    Сет билән Енош 25

    Адəм ата йəнə өз аяли билəн биллə болуш нəтиҗисидə аяли бир оғул

    туғди. Һава ана: «Худа маңа Қабил өлтүрүвəткəн Һабилниң орниға бир оғул

    бəрди», — деди. Шуңа у исмини Сет * қойди.

    26 Сеттин бир оғул туғулуп,

    исми Енош қоюлди. Мана шу чағдин башлап, адəмлəр Пəрвəрдигарға

    ибадəт қилишқа башлиди.

    *4:25 25. Сет — ибраний тилидики «Худа бəрди» дегəн сөз билəн

    аһаңдаш.

  • 13

    5

    Адәм атиниң әвлатлири 1 Төвəндикилəр Адəм атиниң əвлатлиридур:

    Худа Адəмни Өзигə охшайдиған қилип яратти. 2 Уларни əр вə аял қилип

    айрип, уларға бəхит ата қилди һəм уларни «адəм» дəп атиди. 3 Адəм ата йүз оттуз йешида өзигə охшайдиған йəнə бир оғул пəрзəнт

    көрүп, униң исмини Сет қойди. 4 Адəм ата Сетни тапқандин кейин, йəнə

    сəккиз йүз жил һаят кəчүрүп, йəнə көп оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 5 У

    тоққуз йүз оттуз йешида алəмдин өтти. 6 Сет йүз бəш йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини Енош қойди.

    7 Кейин у йəнə сəккиз йүз йəттə жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз

    пəрзəнтлəрни көрди. 8 У тоққуз йүз он икки йешида алəмдин өтти.

    9 Енош тохсəн йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини Қенан қойди.

    10 Кейин у йəнə сəккиз йүз он бəш жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз

    пəрзəнтлəрни көрди. 11

    У тоққуз йүз бəш йешида алəмдин өтти. 12

    Қенан йəтмиш йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини Маһалалил

    қойди. 13

    Кейин у йəнə сəккиз йүз қириқ жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз

    пəрзəнтлəрни көрди. 14

    У тоққуз йүз он йешида алəмдин өтти. 15

    Маһалалил атмиш бəш йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини

    Ярет қойди. 16

    Кейин у йəнə сəккиз йүз оттуз жил һаят кəчүрүп, йəнə

    оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 17

    У сəккиз йүз тохсəн бəш йешида алəмдин

    өтти. 18

    Ярет бир йүз атмиш икки йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини

    Һанух қойди. 19

    Кейин у йəнə сəккиз йүз жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз

    пəрзəнтлəрни көрди. 20

    У тоққуз йүз атмиш икки йешида алəмдин өтти. 21

    Һанух атмиш бəш йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң исмини

    Мəтушəлаһ қойди. 22

    Шуниңдин кейин Һанух үч йүз жил җəриянида Худа

    билəн йеқин яшиди. У йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 23

    У йəр йүзидə

    җəми үч йүз атмиш бəш жил яшап, 24

    пүтүн һаятини Худа билəн йеқин

    өткүзүп, бир күни көздин ғайип болди. Чүнки Худа уни Өз йениға елип

    кəткəн еди. 25

    Мəтушəлаһ бир йүз сəксəн йəттə йешида бир оғул пəрзəнт көрди. Униң

    исмини Ламик қойди. 26

    Кейин у йəнə йəттə йүз сəксəн икки жил һаят

    кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 27

    У тоққуз йүз атмиш тоққуз

    йешида алəмдин өтти. 28‑29 Ламик бир йүз сəксəн икки йешида бир оғул пəрзəнт көрүп, униң

    исмини Нуһ * дəп қойди. У: «Пəрвəрдигарниң йəргə лəнəт ейтиши билəн,

    биз җапалиқ ишларға қалған. Әнди бу бала бизниң еғирчилиғимизни

    йениклитиду», деди. 30

    Нуһни тапқандин кейин, Ламик йəнə бəш йүз тохсəн бəш жил һаят

    *5:28-29 28-29. Нуһ — «йениклитиш» дегəн сөз билəн аһаңдаш.

  • 14

    кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 31

    У йəттə йүз йəтмиш йəттə

    йешида алəмдин өтти. 32

    Нуһ бəш йүз яшқа киргəндин кейин, Сам, Һам, Япəт исимлиқ үч оғул

    пəрзəнт көрди.

    6

    Инсанларниң яманлиғи 1 Инсанлар дунияда көпийишкə башлиғанда, қизларму көплəп туғулған

    еди. 2 «Худаниң оғуллири»

    * шу қизларниң чирайлиқлиғини көрүп, өзлири

    халиған қизларни хотунлуққа елишқа башлиди. 3 Буни көргəн Пəрвəрдигар:

    — Мəн инсанларға бəргəн һаятлиқ роһи уларда мəңгү яшимайду, чүнки

    улар өлүшкə тегишлик. Кəлгүсидə уларниң өмри бир йүз жигирмə яштин

    ашмисун! — деди. 4 «Худаниң оғуллири» инсанларниң қизлири билəн биллə болуп, əвлат

    тапқан чағда вə кейинки вақитларда йəр йүзидə «Нефилим» дəп

    атилидиған, девигə охшайдиған адəмлəрму бар еди. Улар қедимки

    заманниң батурлири вə даңлиқ кишилири еди. 5 Пəрвəрдигар инсанларниң бузулғанлиғини, нийитиниң һəр қачан

    яманлиғини көрүп, 6 Өзиниң адəмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У

    интайин ечинған һалда: 7 — Мəн яратқан инсанларни йəр йүзидин йоқитимəн. Шундақла барлиқ

    чоң-кичик һайванатлар вə учар қанатларниму йоқ қилимəн. Уларни

    яратқанлиғим үчүн əпсуслинимəн! — деди. 8 Лекин Пəрвəрдигар Нуһтин хурсəн еди.

    Нуһниң кемә ясиши 9 10‑ Нуһниң иш-излири төвəндикичə: Нуһниң Сам, Һам, Япəт исимлиқ үч

    оғли бар еди. Нуһ өз заманида бирдин-бир дурус, камчилиқсиз адəм болуп,

    Худаға йеқин яшиған еди. 11

    Башқа инсанлар болса, Худаниң нəзəридə

    гунаға патқан болуп, йəр йүзи улар сəвəвидин зораванлиққа толған еди. 12

    Худа дунияға нəзəр селип, кишилəрниң қилмишлириниң яманлиғидин

    дунияниң интайин бузулғанлиғини көрди. 13

    Шуниң билəн Худа Нуһқа:

    — Дуния инсанларниң зораванлиғиға толуп кəтти. Шуңа Мəн уларни

    йоқитимəн! Дуния билəн қошуп пүтүнлəй йоқитимəн! 14

    Сəн яхши мом

    яғачтин өзəңгə бир кемə яса. Ясиған кеминиң ичидə өйлəр болсун. Су

    *6:2 2. «Худаниң оғуллири» — бу һəқтə үч хил чүшəнчə бар: 1. Инсан

    əмəс, бəлки асмандики бир хил зат, периштə яки роһтин ибарəт. 2.

    Дəриҗидин ташқири адəм болуп, падиша яки һөкүмдарға охшаш. 3.

    Худасиз Қабилниң əвлатлиридəк əмəс, бəлки Худа йолида маңидиған

    Сетниң əвлатлириға охшаш.

  • 15

    кирмəслиги үчүн ичи-сиртини момла. 15

    Кеминиң узунлуғи бир йүз оттуз үч

    метр, кəңлиги жигирмə икки метр, егизлиги он үч метр болсун. 16

    Кеминиң

    əң үстидə лəмпə болсун, лəмпə билəн яғач там арилиғида əллик сантиметр

    егизликтə бошлуқ қалдур. Кемини жуқури, оттура вə төвəн үч қəвəт қилғин.

    Кеминиң ишигини йениға ачқин. 17

    Мəн йəр йүзини топан билəн ғəриқ

    қилип, асман астидики пүткүл җанлиқларни йоқитимəн. Йəр йүзидики

    тиниғи бар мəхлуқларниң һəммисини йоқитимəн, 18

    лекин сəн билəн

    алдин-ала бир келишим түзəй. Сəн аялиң, оғуллириң вə келинлириңни елип

    кемигə кир. 19

    Сəн йəнə кемигə йəр йүзидики һəр хил һайванларниң һəр бир

    түриниң əркəк-чишисидин бир җүптин елип, уларни сақлап қал. 20

    Һəр хил

    чоң-кичик һайванатлар вə учар қанатлар сақлинип қелиш үчүн, сениң

    алдиңға бир җүптин келиду. Сəн уларни кемигə киргүзгин. 21

    Өзəңлар вə

    һайванатлар үчүн һəр хил озуқ-түлүклəрни еливал, — деди. 22

    Нуһ һəр бир ишни Худа буйруғандəк қилди.

    7

    Топан апити 1 Пəрвəрдигар Нуһқа:

    — Бу дуниядики кишилəр арисида сениң бирдин-бир дурус киши

    екəнлигиңни байқидим. Шуңа сəн пүтүн аилəңдикилəрни елип кемигə

    киргин. 2 Мəн «һалал» дəп бəкиткəн һайванатларниң һəр хилиниң

    əркəк-чишисидин йəттə җүптин, «һарамлириниң» һəр хилиниң

    əркəк-чишисидин бир җүптин еливал. 3 Учар қанатларниң һəр хилиниң

    əркəк-чишисидинму йəттə җүптин еливал. Шундақ болғанда, топан

    ахирлашқандин кейин, һəр хил һайванат, учар қанатлар һаят қелип, йəр

    йүзидə уларниң уруғи қайта көпийəлəйду. 4 Өзəм яратқан пүткүл

    җанлиқларни йəр йүзидин пүтүнлəй йоқитиш үчүн, йəттə күндин кейин, уда

    қириқ кечə-күндүз қаттиқ ямғур яғдуримəн, — деди. 5 Нуһ Пəрвəрдигарниң буйруқлирини бир-бирлəп иҗра қилди.

    6 Топан йəр йүзини басқанда, Нуһ алтə йүз яшта еди.

    7 У топан апитидин

    қутулуп қелиш үчүн, аяли, оғуллири вə келинлирини елип кемигə кирди. 8‑

    9 «Һалал» вə «һарам» дəп бəкитилгəн һəр хил чоң-кичик һайванатлар вə

    учар қанатларму Худаниң Нуһқа ейтқинидəк Нуһниң алдиға келип,

    җүплири билəн кемигə кирди. 10

    Йəттə күндин кейин йəр йүзини топан

    бесишқа башлиди. 11

    Нуһ алтə йүз яшқа киргəн жили иккинчи айниң он йəттинчи күни йəр

    астидики һəммə булақлар йерилип, асмандин челəклəп қуйғандəк қаттиқ

    ямғур яғди. 12

    Ямғур қириқ кечə-күндүз тохтимай давамлашти. 13

    Дəл ямғур

    башланған күни Нуһ, аяли, Сам, Һам, Япəттин ибарəт үч оғли вə келинлири

    кемигə кирди. 14

    Һəр хил явайи һайванатларниң чоң-кичиклири, өй

    һайванлири вə учар қанатлар, 15

    җүмлидин, тиниғи бар пүткүл мəхлуқлар өз

    җүплири билəн Нуһниң алдиға бир җүптин келип, кемигə кирди. 16

    Һаят

  • 16

    кəчүрүватқан барлиқ җанлиқлар Худаниң əмри бойичə өз җүплири билəн

    кемигə киргəндин кейин, Пəрвəрдигар кеминиң ишигини тақап қойди. 17

    Ямғур қириқ күн давамлашти. Топан улғайғансири кемə йəрдин

    көтирилди. 18

    Су техиму егизлəп, кемə су йүзидə лəйлəп қалди. 19

    Топан йəр

    йүзини қаплап, һəтта егиз тағ чоққилириму көрүнмəй қалди. 20

    Су өрлəп

    таки əң егиз тағ чоққилиридин йəттə метр егизлəп кəткичə давамлашти. 21

    Нəтиҗидə йəр йүзидики һаят кəчүрүватқан пүткүл җанлиқлар, йəни һəр

    қандақ учар қанатлар, чоң-кичик һайванатлар вə инсанлар пүтүнлəй

    йоқитилди. 22

    Демəк, йəр йүзидики һаятлиқ нəпəси бар болғанларниң

    һəммиси өлди. 23

    Худа йəр йүзидики һəммə җанлиқларни, йəни инсанлар,

    чоң-кичик һайванатлар вə учар қанатларни йоқатти. Пəқəт Нуһ билəн униң

    кемисидики җанлиқларла һаят қалди. 24

    Топан йəр йүзини бир йүз əллик күн

    басти.

    8

    Топан апитиниң ахирлишиши 1 Шундақ болсиму, Худа Нуһни вə кемидə униң билəн биллə болған

    барлиқ һайванатларни унтуп қалмиди. У йəр йүзидə шамал чиқарған еди, су

    пəсийишкə башлиди. 2 Йəр астидики булақлар йепилип, асмандин

    йеғиватқан қаттиқ ямғурму тохтиған еди. 3 Бир йүз əллик күн ичидə су

    аста-аста азайди. 4 Йəттинчи айниң он йəттинчи күни кемə Арарат тағ

    тизмилиридики бир тағниң үстидə олтирип қалди. 5 Су давамлиқ пəсийип,

    онинчи айниң биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкə башлиди. 6 Қириқ күндин кейин Нуһ деризисини ечип,

    7 бир қарғини қоюп бəрди. Бу

    қарға таки йəрдики су қуруп кəткичə, кеминиң əтрапида айлинип жүрди. 8 Шуниң билəн бир вақитта Нуһ суниң йəр йүзидин янған яки

    янмиғанлиғини билиш үчүн, бир кəптəрни қоюп бəргəн еди. 9 Лекин йəр

    йүзини техичə су қаплап турғачқа, кəптəр қонғидəк җай тапалмай қайтип

    кəлди. Нуһ қолини сунуп, уни тутуп кемигə əкиривалди. 10

    Йəнə йəттə

    күндин кейин у кəптəрни йəнə қоюп бəрди. 11

    Кəчқурун һелиқи кəптəр

    тумшуғида йеңи зəйтун йопурмиғини чишлигəн һалда Нуһниң йениға

    қайтип кəлди. Нуһ шуниңдин суниң йəр йүзидин асасий җəһəттин

    янғанлиғини билди. 12

    Йəнə йəттə күндин кейин у кəптəрни йəнə қоюп

    бəрди. Бу қетим кəптəр қайтип кəлмиди. 13

    Нуһ алтə йүз бир яшқа киргəн жили биринчи айниң биринчи күни топан

    йəр йүзидин пүтүнлəй йенип болди. Нуһ кеминиң қапқиғини ечип,

    өп-чөрисигə қарап, йəр йүзиниң қурушқа башлиғанлиғини көрди. 14

    Иккинчи айниң жигирмə йəттинчи күни йəр йүзи пүтүнлəй қуруп болди. 15‑16 Худа Нуһқа:

    — Аялиң, оғуллириң вə келинлириңни кемидин елип чиқ. 17

    Йениңдики

    барлиқ мəхлуқлар, йəни учар қанатлар вə чоң-кичик һайванатларни елип

    чиқ. Улар йəр йүзидə йəнə көпийип, зиминға таралсун, — деди.

  • 17

    18 Шуниң билəн Нуһ аяли, оғуллири вə келинлирини елип кемидин чиқти.

    19 Йəр йүзидики барлиқ җанлиқлар, йəни чоң-кичик һайванатлар вə учар

    қанатлар өз түрлири билəн топ-топ болушуп, кемидин чиқишти.

    Нуһниң Худаға қурванлиқ қилиши 20

    Нуһ Пəрвəрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, «һалал» дəп

    бəкитилгəн һайванат вə учар қанатларниң һəр түридин таллап союп,

    қурванлиқ сүпитидə көйдүрүвəтти. 21

    Пəрвəрдигар қурванлиқтин мəмнун

    болуп, көңлидə: «Инсанларниң қилмишлири үчүн йəргə қайта лəнəт

    ейтмаймəн. Инсанларниң кичигидин тартип нийитиниң пүтүнлəй

    яманлиғини билимəн. Шундақ болсиму, йəр йүзидики барлиқ җанлиқларни

    һəргиз бу қетимқидəк қайта йоқитивəтмəймəн. 22

    Йəр йүзи бир күн моҗут

    болса, униңда терим-жиғим, иссиқ-соғ, қиш-яз, кечə-күндүзму моҗут

    болиду!» — деди.

    9

    Худаниң Нуһ билән келишим түзүши 1 Худа Нуһ вə униң оғуллириға бəхит ата қилип мундақ деди:

    — Силəр нəслиңларни көпəйтиңлар, уруқ-əвладиңлар пүтүн дунияға

    тарқалсун. 2 Йəр йүзидики барлиқ чоң-кичик һайванатлар, учар қанатлар вə

    белиқлар силəрдин қорқуп, силəрниң башқурушуңларда болиду. 3 Бурун

    силəргə озуқлуқ үчүн көктатларни бəргинимдəк, əнди силəргə һəммə

    һайванатларниму беримəн. 4 Лекин силəр қени бар гөшни һəргиз йемəңлар,

    чүнки җан қандидур. 5 Буниңдин башқа, қан төкүлүш болса, чоқум һесап

    алимəн. Һəр қандақ бир һайван адəм өлтүрсə, униңдинму һесап алимəн.

    Кимду-ким адəм өлтүрсə, униму өлүмгə мəһкүм қилимəн.

    6 Мəн адəмни Өзəмгə охшайдиған қилип яраттим,

    Шуниң үчүн кимки башқа бир адəмниң қенини төксə,

    Униң қениму башқилар тəрипидин төкүлиду.

    7 Силəр нəслиңларни көпəйтиңлар. Силəрниң уруқ-əвладиңлар пүтүн

    дунияни қаплисун. 8‑10 Андин Худа Нуһ вə униң оғуллириға мундақ деди:

    — Мəн əнди силəр вə силəрниң уруқ-əвлатлириңлар билəн һəм йəр

    йүзидики барлиқ һайванатлар, йəни силəр билəн биллə кемидин чиққан һəр

    бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вə учар қанатлар билəн келишим

    түзимəн. 11

    Силəргə вəдə беримəнки, пүткүл җанлиқлар һəргиз топан билəн

    қайта йоқитилмайду, йəр йүзини харап қилидиған топан иккинчи кəлмəйду. 12‑13 Мəн силəр вə барлиқ җанлиқлар билəн мəңгүлүк бир келишимни

    түздүм. Бу келишимниң бəлгүси — асманда көрүнидиған һасан-һүсəндур. 14

    ‑15 Мəйли қачан болмисун, ямғурдин кейин асмандики булутлар арисида

  • 18

    һасан-һүсəнни көргинимдə, Өзəмниң силəр вə пүткүл җанлиқлар билəн

    түзгəн келишимимни есимгə алимəн. Топан барлиқ җанлиқларни қайта

    йоқатмайду. 16

    Һасан-һүсəнниң булутлар арисида пəйда болуши Өзəмниң

    силəр вə йəр йүзидики пүткүл җанлиқлар билəн түзгəн мəңгүлүк

    келишимимни есимгə кəлтүриду. 17

    Һасан-һүсəн Мениң барлиқ җанлиқлар

    билəн түзгəн келишимимниң бəлгүси болсун.

    Нуһ вә униң оғуллири 18

    Кемидин чиққан Нуһниң оғуллири: Сам, Һам вə Япəтлəр еди. (Һам

    қананлиқларниң бовиси.) 19

    Дунияға тарқалған һəммə хəлиқлəр Нуһниң бу

    үч оғлиниң əвлатлиридур. 20

    Нуһ дехан болуп, үзүмзарлиқ йетиштүргəн биринчи киши еди. 21

    Бир

    қетим у шарап ичип мəс болуп қелип, кийим-кечəклирини селиветип,

    чедирида ятатти. 22

    Қананниң атиси болған Һам атисиниң

    қеп-ялиңачлиғини көрүп қелип, бу ишни икки қериндишиға ашкарилап

    қойди. 23

    Сам билəн Япəт учисиға бир узун чапан йепинчақлап, чедирниң

    ичигə кəйничə меңип кирип, чапанни атисиға йепип қойди. Улар йүзини

    алди тəрəпкə қилип, атисиниң ялиңач тенигə қаримиди. 24

    Нуһ ойғинип,

    кəнҗə оғли Һамниң қилғанлирини билип, 25

    униң оғли Қананға лəнəт ейтип

    мундақ деди:

    «Қананға лəнəт яққай!

    У қериндашлириниң əң төвəн қули болғай. 26

    Пəрвəрдигар — Сам етиқат қилған Худа мəдһийилəнгəй!

    Қананниң əвлади Самниң əвладиға қул болғай. 27

    Худа Япəтни гүллəп яшнатқай.

    Униң əвлади Самниң əвлади билəн биллə инақ яшиғай.

    Қананниң əвлади Япəтниң əвладиға қул болғай».

    28 Топандин кейин Нуһ йəнə үч йүз əллик жил өмүр сүрди.

    29 У тоққуз йүз

    əллик йешида алəмдин өтти.

    10

    Нуһниң үч оғлиниң әвлатлири 1 Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япəтлəрниң əвлатлири төвəндикичə:

    Топандин кейин у үчидин пəрзəнтлəр * төрəлди.

    2 Япəтниң оғуллири: Гомəр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мəшəк вə

    Тираслар еди. 3 Гомəрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вə Тогармаһлар еди.

    *10:1 1. Нуһниң əвлатлириниң исимлири кейин һəр миллəтниң намлириға

    айлинип, улар шу миллəтниң бовиси болди. Улар турған йəрлəрму

    шуларниң нами билəн аталди.

  • 19

    4 Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди.

    5 Улар

    деңиз бойлирида вə аралларда яшайдиған миллəтлəрниң атиси болди.

    Япəтниң əвлатлири өз қəбилилири вə дөлəтлири ичидə яшап, өз тиллирида

    сөзлишидиған миллəтлəрдин болуп қалди. 6 Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийə вə Қананлар еди.

    7 Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вə

    Сəбитикаһлар еди.

    Рааминиң оғуллири болса: Шиба вə Деданлар еди. 8 Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йəр йүзидики əң күчлүк

    батурға айланди. 9 У Пəрвəрдигарниң алдида батур очи болған еди. Шуңа

    кишилəр арисида «Пəрвəрдигар сени Нимродтəк батур очи қилсун!» дегəн

    сөз тарқалған еди. 10

    Дəслəптə униң падишалиғи Бабил, Әрəк, Акад, Калнеһ

    дегəн җайларни өз ичигə алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди. 11‑12 У бу

    йəрдин Ассур райониға кəңийип, Нинəви, Риһубот-Ир, Калах вə Рəсəн

    дегəн шəһəрлəрни бена қилди. Рəсəн шəһири Нинəви билəн Калах

    шəһириниң оттурисида болуп, у чоң шəһəр еди. 13

    Мисирниң əвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһийлар, 14

    патруслар, каслуһийлар вə критлар еди. Филистинликлəр болса,

    каслуһийларниң кейинки əвлатлири еди. 15

    Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йəнə бир оғлиниң исми Хит

    еди. Уларниң исимлири кейин һəр миллəтлəрниң намлириға айлинип, улар

    шу миллəтлəрниң бовилири болди. 16

    Қанан йəнə йəбуслар, аморлар,

    гиргашлар, 17

    һивилар, аркийлар, синдийлар, 18

    арвадийлар, симарийлар вə

    һаматийларниң бовиси болди.

    Кейин қананлиқларниң қəбилилири наһайити кəң тарқалди. 19

    Уларниң

    зимин чегариси Сидонниң җəнубидин Гирарниң йенидики Газа

    шəһиригичə, шəриқтə Содом, Гомора, Адма вə Сибоимниң йенидики Лаша

    шəһиригичə созулатти. 20

    Һамниң бу əвлатлири һəр қайсиси өз қəбилилири

    вə дөлəтлири ичидə яшап, өз тиллирида сөзлишидиған миллəтлəрдин болуп

    қалди. 21

    Сам Япəтниң акиси болуп, у əбəрлəрниң атиси болди. 22

    Самниң

    оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вə Аррам еди. Уларниң исимлири

    кейин һəр миллəтлəрниң намлириға айлинип, улар шу миллəтлəрниң

    бовилири болди. 23

    Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гəтəр вə Машлар еди. 24

    Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбəрниң атиси еди. 25

    Әбəрдин икки оғул төрəлди. Бириниң исми Пəлəг * еди, чүнки у яшиған

    дəвирдə инсанлар бөлүнүшкə башлиди. Йəнə бириниң исми Йоқтан еди. 26

    Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шəлəп, Хазармавит, Йəраһ, 27

    Һадорам,

    Узал, Диклаһ, 28

    Обалий, Абимаел, Шиба, 29

    Офир, Һавилаһ вə Йобаблар

    *10:25 25. Пəлəг — ибраний тилидики «бөлүнүш» дегəн сөз билəн

    аһаңдаш.

  • 20

    еди. Мана буларниң һəммиси Йоқтанниң оғуллири болуп, 30

    улар Мешадин

    Сəффарниң шəриқ тəрипидики таққичə болған җайларда яшатти. 31

    Самниң жуқурида тилға елинған əвлатлириниң һəр қайсиси өз

    қəбилилири вə дөлəтлири ичидə яшап, өз тиллирида сөзлишидиған

    миллəтлəрдин болуп қалди. 32

    Жуқуридикилəр Нуһниң əвлатлиридур. Булар өз зиминидики һəр бир

    қəбилилəр бойичə хатирилəнгəн. Топандин кейин дуниядики пүтүн

    миллəтлəр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.

    11

    Худаниң тилни көп тилларға бөлүветиши 1 Дəслəптə йəр йүзидə бирла тил бар еди, инсанлар пəқəт шу тилдила

    сөзлишəтти. 2 Улар шəриқ тəрəпкə көчүватқинида, Бабилондики бир

    түзлəңликкə келип орунлашти. 3 Улар өз ара:

    — Хиш қуюп, отта пиширайли! — дəп мəслиһəтлəшти.

    Буниң билəн улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қара май

    ишлитидиған болди. 4 Андин улар:

    — Бир шəһəр бена қилайли! Шəһəрдə асманға тақашқидəк бир мунара

    ясап, өз намимизни чиқирип, тəрəп-тəрəпкə тарқилип кетишимиздин

    сақлинайли! — дейишти. 5 Пəрвəрдигар инсанларниң бена қиливатқан шəһəр вə мунарини көргили

    чүшти. 6 Пəрвəрдигар:

    — Улар бирлишип бир җамаəт болуп, бир тилда сөзлишидикəн. Бу

    пəқəтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин кейин улар

    немə қилишни халиса, шуни қилалайду. 7 Биз чүшүп, уларниң тилини

    қалаймиқанлаштуруветип, уларни бир-бириниң мəхситини уқалмайдиған

    қилип қояйли, — деди. 8 Буниң билəн Пəрвəрдигар уларни пүтүн дунияға тарқитивəтти. Улар

    шəһəр бена қилиш қурулушини тохтатти. 9 Шуңа бу шəһəрниң нами Бабил

    *

    дəп аталди. Чүнки Пəрвəрдигар у йəрдə инсанларниң тиллирини

    қалаймиқанлаштуруветип, уларни дунияниң һəр қайси җайлириға

    тарқитивəткəн еди.

    Самниң әвлатлири 10

    Самниң əвлатлири төвəндикичə: Топан өтүп иккинчи жили Сам йүз

    йешида Арпахшадни тапти. 11

    Кейин у йəнə бəш йүз жил һаят кəчүрүп, йəнə

    оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 12

    Арпахшад оттуз бəш йешида Шалаһни тапти. 13

    Кейин у йəнə төрт йүз үч

    жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди.

    *11:9 9. Бабил — ибраний тилидики «қалаймиқанчилиқ» дегəн сөз билəн

    аһаңдаш.

  • 21

    14 Шалаһ оттуз йешида Әбəрни тапти.

    15 Кейин у йəнə төрт йүз үч жил һаят

    кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 16

    Әбəр оттуз төрт йешида Пəлəгни тапти. 17

    Кейин у йəнə төрт йүз оттуз

    жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 18

    Пəлəг оттуз йешида Рағуни тапти. 19

    Кейин у йəнə икки йүз тоққуз жил

    һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 20

    Рағу оттуз икки йешида Серухни тапти. 21

    Кейин у йəнə икки йүз йəттə

    жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 22

    Серух оттуз йешида Наһорни тапти. 23

    Кейин у йəнə икки йүз жил һаят

    кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 24

    Наһор жигирмə тоққуз йешида Тəраһни тапти. 25

    Кейин у йəнə бир йүз

    он тоққуз жил һаят кəчүрүп, йəнə оғул-қиз пəрзəнтлəрни көрди. 26

    Тəраһ йəтмиш жил өмүр сүрүп, Ибрам, Наһор вə Һаранларни тапти.

    Тәраһниң әвлатлири 27

    Тəраһниң əвлатлири төвəндикичə: Тəраһ Ибрам, Наһор вə Һаранларни

    тапти. Һаран болса, Лутни тапти. 28

    Һаран калданиларниң зимини болған өз

    жути Ур шəһиридə атиси Тəраһтин бурун алəмдин өтти. 29

    Ибрам Сараһқа

    өйлəнди, Наһор болса Һаранниң қизи Милкаға өйлəнди. Һаранниң йəнə

    Искаһ дегəн балисиму бар еди. 30

    Сараһ туғмас болғачқа, пəрзəнт көрмигəн

    еди. 31

    Тəраһ оғли Ибрамни, нəвриси Лутни (Һаранниң оғли) вə келини, йəни

    Ибрамниң аяли Сараһни елип, калданиларниң зимини болған Ур шəһирини

    қалдуруп, Қанан дегəн районға кəтмəкчи еди. Бирақ улар Һаран дегəн

    шəһəргə кəлгəндə, шу йəрдə олтирақлишип қалди. 32

    Тəраһ икки йүз бəш

    жил өмүр сүрүп, Һаранда алəмдин өтти.

    12

    Худаниң Ибраһимни таллиши 1 Пəрвəрдигар Ибрамға

    * мундақ деди:

    — Сəн жутуңдин чиқип, атаң вə башқа уруқ-җамаитиңдин айрилип, Мəн

    көрсəтмəкчи болған йəргə барғин.

    2 «Мəн сениң уруқ-əвладиңни көпəйтип,

    Уларни бир чоң хəлиқ қилимəн.

    Мəн саңа бəхит ата қилип, намиңни улуқ қилимəн.

    Шундақ қилип, кишилəр сəн арқилиқ бəхит тапиду. 3 Саңа бəхит тилигəнлəргə бəхит ата қилимəн,

    Саңа лəнəт ейтқанларға лəнəт яғдуримəн.

    Сəн арқилиқ һəммə миллəтлəргə бəхит ата қилимəн!»

    *12:1 1. Ибрам — Худа кейин «Ибраһим» дəп исим қойған пəйғəмбəр.

  • 22

    4 Ибрам йəтмиш бəш йешида Пəрвəрдигарниң йол-йоруғи билəн Һаран

    шəһиридин кəтти, Лутму униң билəн биллə кəтти. 5 Ибрам аяли Сараһ билəн

    җийəни Лутни вə өзлириниң Һаран шəһиридə тапқан байлиғи вə қуллирини

    елип, Қанан райониға қарап йол алди. Улар Қанан тəвəсигə киргəндин

    кейин, 6 сəпирини давамлаштуруп, Шəкəм шəһиригə йеқин Морəһ дегəн

    җайдики чоң бир емəн дəриғиниң йениға кəлди. У чағда қананлиқлар шу

    зиминда яшавататти. 7 Пəрвəрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:

    — Мана бу зиминни сениң əвладиңға тəғдим қилимəн, — деди.

    Шуңа Ибрам у йəрдə өзигə көрүнгəн Пəрвəрдигарға атап бир қурванлиқ

    суписини ясап, ибадəт қилди. 8 Кейин у җəнупқа йөткилип, Бəйтəл

    шəһириниң шəрқидики тағлиқ районға барди. Ғəрип тəрипи Бəйтəлгə,

    шəриқ тəрипи Ай дегəн җайға тутишидиған бу җайға орунлишип, у

    йəрдиму бир қурванлиқ суписини ясап, Пəрвəрдигарға ибадəт қилди. 9 Кейин у аста-аста Қананниң җəнубидики Негиб райониға йөткəлди.

    Ибрамниң Мисирға бериши 10

    Қананда ачарчилиқ йүз берип, əһвал интайин еғир еди. Шуниң үчүн

    Ибрам Мисирға берип, у йəрдə вақитлиқ турмақчи болди. 11

    Улар Мисирға

    киришкə аз қалғанда, Ибрам аяли Сараһқа:

    — Сəн бир гөзəл аял. 12

    Мисирлиқлар сени көрсə, җəзмəн мениң аялим

    екəнлигиңни билип, сени һаят қалдуруп, мени өлтүрүветиду. 13

    Сəн уларға

    өзəңни мениң сиңлим дегин. Шундақ десəң, улар сени дəп, мени өлтүрмəй,

    маңа яхши муамилə қилиду, — деди. 14

    Ибрам Мисирға киргəн вақтида, мисирлиқлар дəрвəқə униң аялиниң

    гөзəллигини байқиди. 15

    Ордидики бир нəччə əмəлдар уни көрүп, падиша

    алдида униң гөзəллигини тəриплигəн еди. Шуниң билəн Сараһ ордиға елип

    кирилди. 16

    Падиша Сараһниң сəвəвидин Ибрамға яхши муамилə қилди. Униңға

    нурғун кала, қой, ешəк, төгə вə əр-аял қулларни соға қилди. 17

    Лекин падиша

    Ибрамниң аяли Сараһни елип кəткəнлиги үчүн, Пəрвəрдигар падишаға вə

    униң ордисидикилəргə апəт яғдурди. Улар қорқунучлуқ кесəлгə гириптар

    болди. 18

    Буни сəзгəн падиша Ибрамни чақиртип, униңға:

    — Бу маңа немə қилғиниң? Немишкə Сараһниң өз аялиң екəнлигини

    ейтмидиң? 19

    Немишкə уни сиңлим дедиң? Шундақ дегиниңни аңлап, мəн

    уни алдим. Аялиң мана! Уни елип кəт! — деди. 20

    Буниң билəн падиша өз əмəлдарлириға Ибрамни чегаридин

    чиқириветишкə əмир қилди. Улар уни аяли вə униңға мəнсүп болған һəммə

    нəрсилири билəн қошуп йолға салди.

  • 23

    13

    Ибрам билән Лутниң айрилип кетиши 1 Ибрам аяли вə өзигə мəнсүп болған һəммə нəрсилирини елип, Мисирдин

    чиқип, Қананниң җəнубидики Негиб райониға барди. Лутму униң билəн

    биллə барди. 2 Ибрам бай болуп, униң нурғун мал-варанлири вə

    алтун-күмүчлири бар еди. 3 Кейин у Негиб районидин кетип, аста-аста

    шималға йөткилип, Бəйтəл шəһиригə қайта барди. У Бəйтəл билəн Ай

    шəһириниң арилиғиға, йəни тунҗа қетим орунлишип, 4 қурванлиқ суписини

    ясиған йəргə қайтип келип, у йəрдə Пəрвəрдигарға ибадəт қилди. 5 Ибрам билəн маңған Лутниңму мал-варанлири вə қуллири көп еди.

    6 Бу

    икки аилиниң падилири бəк көп болғачқа, отлақлар йетишмəй қалған еди. 7 Шуңа Ибрамниң падичилири билəн Лутниң падичилири арисида

    талаш-тартиш чиқип қалди. (У чағда қананлиқлар билəн пəризилəр йəнила

    Қанан районида туратти.) 8 Шуңа Ибрам Лутқа:

    — Биз болсақ уруқ-туққан, аримизда вə падичилиримизниң арисида

    талаш-тартиш чиқмисун. 9 Айрилип яшайли. Мана. Пүтүн зимин сениң

    алдиңда турупту. Халиған йəрни талла! Оң тəрəпни таллисаң, сол тəрəп

    маңа қалсун, сол тəрəпни таллисаң, оң тəрəп маңа қалсун, — деди. 10

    Лут төрт тəрəпкə нəзəр селип, Иордан дəрия вадисидин Зоарғичə

    созулған кəң түзлəңликни көрди. Бу түзлəңликниң сүйи мол болуп, худди

    Ерəм баққа вə Мисирниң йəрлиригə охшатти. (У чағда Пəрвəрдигар Содом

    билəн Гомора шəһəрлирини техи харабиликкə айландурмиған еди.) 11

    Шуңа Лут у йəрни таллап, шəриқ тəрəпкə йөткəлди. У иккиси мана

    шундақ айрилди. 12

    Ибрам Қананда олтирақлишип қалди. Лут Иордан дəрия

    вадисидики шəһəрлəргə йеқинлишип, Содом шəһириниң əтрапида чедир

    тикип орунлашти. 13

    Содомлуқлар яманлиққа толған болуп,

    Пəрвəрдигарниң нəзəридə улар еғир гунакарлар еди.

    Ибрамниң Һибронға көчүши 14

    Лут Ибрамдин айрилип кəткəндин кейин, Пəрвəрдигар Ибрамға:

    — Сəн турған җайиңдин шəриқ, ғəрип, җəнуп вə шимал тəрəплəргə қарап

    бақ. 15

    Сəн көрүватқан бу зиминларни саңа вə сениң əвлатлириңға тəғдим

    қилимəн. Бу зимин мəңгү силəргə мəнсүп. 16

    Мəн сениң əвлатлириңни

    һəдди-һесапсиз көпəйтимəн. Йəр йүзидики қумни һеч ким саналмиғанға

    охшаш, уларниң саниниму һеч ким саналмайду. 17

    Орнуңдин тур. Бу

    зиминни кезип чиқ, Мəн уни саңа тəғдим қилдим! — деди. 18

    Буниң билəн Ибрам чедирлирини жиғиштуруп, Һиброн шəһиригə йеқин

    Мамрəдики емəн дəрəқлигиниң йенида олтирақлишип, у йəрдə

    Пəрвəрдигарға атап қурванлиқ суписини ясиди.

  • 24

    14

    Ибрамниң Лутни қутқузуши 1 Шу күнлəрдə Бабилон беги Амрафил, Елласар беги Арйок, Елам беги

    Кедорлавмар, Гойим беги Тидал қатарлиқ төрт бəг бирлишип, 2 Содом беги

    Бəра, Гомора беги Бирша, Адма беги Шинап, Сибоим беги Шəмəбəр вə Бела

    (Зоар дəпму атилиду) беги қатарлиқ бəш бəг билəн җəң қилишқа чиқти. 3 Бу

    бəш бəг қошунлирини бирлəштүрүп, Сиддим вадисиға жиғди. (Сиддим

    вадиси һазирқи «Өлүк деңиз» вадисидур.) 4 Улар он икки жил Кедорлавмар

    бегиниң һөкүмранлиғида болуп, он үчинчи жилға кəлгəндə, униңға қарши

    исиян көтəргəн еди. 5 Шуңа он төртинчи жили Кедорлавмар бəг өзиниң вə иттипақдаш

    бəглəрниң қошунлирини башлап берип, Аштарот-Карнаим дегəн йəрдə

    рефаларни йəңди. Кейин Һам дегəн йəрдə зузларни вə Шава-Кирятаим

    түзлəңлигидə емларниң һəммисини тар-мар қилди. 6 Сəир тағлиқ районида

    яшаватқан һоритларниму чөл бойидики Әл-Паранғичə қоғлап берип,

    тар-мар қилди. 7 Арқидинла улар Ен-Мишпат, йəни Кадешқа қайтип,

    амалəклəрниң пүтүн зиминини бесивелип, Һазазун-Тамарда яшаватқан

    аморларниму тар-мар қилди. 8 Буниң билəн Содом, Гомора, Адма, Сибоим вə Бела, йəни Зоар қатарлиқ

    бəш бəгликниң бəглири бирлəшмə қошунини башлап, Сиддим вадисиға

    җəң қилишқа чиқти. 9 Улар Елам шəһириниң беги Кедорлавмар, Гойимниң

    беги Тидал, Бабилонниң беги Амрафил вə Елласарниң беги Арйоктин

    ибарəт төрт бəг билəн җəң қилди. 10

    Сиддим вадисиниң һəммə йеридə қара

    май билəн толған көлчəклəр бар еди. Содом беги билəн Гомора беги қачқан

    вақтида, қошунлириниң бир қисми көлчəклəргə чүшүп кетип, қалғанлири

    таққа қечип кəтти. 11

    Төрт бəг Содом билəн Гомораниң пүтүн байлиқ вə ашлиқ-түлүклирини

    булаң-талаң қилип кəтти. 12

    У чағда Ибрамниң җийəни Лут Содомда

    туратти. Улар униму мал-мүлүклири билəн қошуп булап кəтти. 13

    Лекин қутулуп қалған бир киши бу ишларни ибраний * болған Ибрамға

    мəлум қилди. У чағда Ибрам амор қəбилисидин Мамрə исимлиқ бир

    кишиниң емəн дəрəқлигиниң йенида туратти. Мамрə вə икки иниси —

    Әшкол вə Анир Ибрамниң иттипақдашлири еди. 14

    Ибрам җийəни Лутниң əсиргə чүшүп қалғанлиғини аңлап, өз

    адəмлиридин үч йүз он сəккиз нəпəр җəңчини чақирип, төрт бəгни Дан

    дегəн җайғичə қоғлап барди. 15‑16 У йəрдə җəңчилəрни бир қанчə қисимға

    бөлүп, кечиси һуҗум қилип, дүшмəнни мəғлуп қилди. Уларни Дəмəшқниң

    шималидики Хоба дегəн җайғичə қоғлап, булап кəткəн һəммə мал-мүлүкни

    тартивелип, өз җийəни Лутни вə униң пүтүн байлиқлирини,

    *14:13 13. Ибраний — қедимки йəһудийларни, йəни исраилларни

    көрситиду.

  • 25

    хотун-қизлирини вə башқиму əсиргə чүшкəн адəмлирини қайтуруп алди.

    Малкисидиқниң Ибрамға бәхит тилиши 17

    Ибрам Кедорлавмар вə униң билəн иттипақдаш һəр қайси бəглəрни

    мəғлуп қилип, ғалибə билəн қайтип кəлгəндə, Содом беги уни қарши елиш

    үчүн Шава вадисиға (Хан вадиси дəпму атилиду) чиқти. 18

    Улуқ Худаниң роһанийи һəм Салимниң беги Малкисидиқму нан вə

    шарап елип, Ибрамниң алдиға чиқип, 19

    униңға бəхит тилəп:

    «Пүтүн алəмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бəхитлик

    қилғай! 20

    Сени дүшминиң үстидин ғалибə қилдурған улуқ Худа

    мəдһийилəнгəй!» деди.

    Ибрам олҗа алған нəрсилəрниң ондин бирини Малкисидиққа тəғдим

    қилди. 21

    Содом беги Ибрамға:

    — Олҗиларниң һəммиси саңа мəнсүп, лекин адəмлиримни қайтуруп бəр!

    — деди. 22

    Ибрам униңға:

    — Пүтүн алəмниң Яратқучиси болған Пəрвəрдигар улуқ Худа алдида

    қəсəм қилимəнки, 23

    мəн сениң һəр қандақ нəрсəңни, һəтта бир тал жипиңни

    яки кəшəңниң боқучиниму алмаймəн. Болмиса, сəн кейин: «Мəн Ибрамни

    бай қилип қойдум!» дейиштин янмайсəн. 24

    Шуниң үчүн адəмлиримниң йегининила һесаплаймəн. Униңдин башқа

    һеч немини алмаймəн. Лекин мениң иттипақдашлирим Анир, Әшкол вə

    Мамрəлəргə олҗилардин тегишлигини айрип бəрсəң болди, — деди.

    15

    Худаниң Ибрам билән келишим түзүши 1 Бу вақиəлəрдин кейин Пəрвəрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:

    — Ибрам, қорқма! Мəн саңа қалқан болуп, наһайити зор сийлиқ беримəн,

    — деди. 2 Лекин Ибрам:

    — Әй Егəм Худа, мениң пəрзəндим болмиса, Сениң бəрмəкчи болған

    сийлиғиңниң пайдиси немə? Мениң бирдин-бир мирасхорум Дəмəшқтин

    кəлгəн чакирим Елийəзəр болиду. 3 Сəн маңа пəрзəнт бəрмидиң, шуңа

    мениң тəəллуқатимға чакирим мирасхор болиду, — дəп җавап бəрди. 4 Арқидинла у Пəрвəрдигарниң өзигə йəнə:

    — Чакириң Елийəзəр сениң мирасхоруң болмайду, пəқəт өзəңдин болған

    оғулла мирасхоруң болиду, — дегəнлигини аңлиди. 5 Шуниңдин кейин Худа уни ташқириға